Уйғур мәдәнийәт фонди Уйғур хәлқиниң мол мәдәнийәт мираслирини қоғдаш, бейитиш вә кейинки әвладларға йәткүзүш мәқситидә қурулған һәмдә өзини мушу алий ғайигә беғишлиған бир аммиви тәшкилаттур. Биз өзгичә тилимиз, мәдәнийитимиз, сәнитимиз вә өрп-адәтлиримизниң һайатий күчкә толған һаләттә давамлишишиға, тәрәққий қилишиға вә әвлатлиримизға йәткүзүлүшигә капаләтлик қилип, әҗдадлиримиздин кәлгән йилтизимиз билән кәлгүси әвлатлиримизниң истиқбали оттурисида көврүклүк ролини отәшни арзу қилимиз.